б д т йәмәндә йеңи бир киризисниң баш көтүрүш алдида икәнликини ейтип агаһландурди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т), йәмәндики йеқилғу записиниң мушу айниң ахириғичә түгәйдиғанлиқи тоғрисида агаһландурди.

846070
б д т йәмәндә йеңи бир киризисниң баш көтүрүш алдида икәнликини ейтип агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т нопус фонди иҗтимаий таратқудики адреси арқилиқ байанат берип, йәмәндики йеқилғу йетәрсизликиниң холераға қарши турушни нишан қилған б д т балилар параванлиқ фондиниң су, керәксиз су турубилири вә тазилиқ системисиға даир хизмәтлиригә тәсир көрситидиғанлиқини әскәртти.

бу әһвалниң холераниң тарқилиш хәвпи йуқири болған җайларда йашайдиған 6 милйон әтрапидики кишигә сәлбий тәсир көрситидиғанлиқиға ишарәт қилинған байанатта, «йәмәнниң нөвәттики йеқилғу записи мушу айниң ахириғичә аран йетиду» дейилди.

байанатта йәнә, һава вә деңиз портлири вә қуруқлуқ чегра еғизлириниң тақиветилиши нәтиҗисидә, керәклик ваксеналар районға йетип келәлмигән тәқдирдә кәм дегәндә бир йаштин төвән бир милйон йәмәнлик балиниң паләч вә қизил дегәндәк кесәлликләргә дучар болидиғанлиқи қәйт қилинди.

4 – нойабирда йәмән тәрәптин рийадқа баллистик башқурулидиған бомба етилғандин кейин, дүшәнбә күни сәуди әрәбистан башчилиқидики бирләшмә күчләр, йәмәндики пүткүл чегра еғизлири билән портларни вақитлиқ тақиветишни қарар қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر