америкилиқ әмәлдар: араканлиқларниң әһвали наһайити еғир, адәмни әндиктүриду

америка ташқи ишлар министирлиқиниң муавин мәслиһәтчиси симон һеншав, араканлиқлар туруватқан лагерларни зийарәт қилиш әснасида көргәнлирини «адәмни әндиктүриду» дегән сөзлири билән хуласиләп бәрди.

843393
америкилиқ әмәлдар: араканлиқларниң әһвали наһайити еғир, адәмни әндиктүриду

түркийә авази радийоси хәвири: 29 – өктәбирдин 4 – нойабирғичә болған җәрйанда бирма вә баңладишта зийарәттә болған һеншав, ташқи ишлар министирлиқиниң күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғиниға иштирак қилип, көргән – һес қилғанлирини дунйа җамаәтчилики билән ортақлашти. у, «лагерларда көргәнлиримиз адәмни әндиктүриду. мусапирлар киризиси ишәнгүсиз дәриҗидә. 25 – авғусттин буйан өй – маканлирини ташлап кетишкә мәҗбур болуп қалған кишиләр сани 600 миңдин артуқ. лагерлардики әһвал наһайити еғир, кишиләр интайин еғир мушәққәтләрни тартмақта» деди.

лагерлардики араканлиқлар билән сөһбәтлишиш пурситиниңму болғанлиқини билдүргән һеншав, «көплигән мусапирлар көз йашлири ичидә йезилириниң қандақ көйүп кәткәнликини, туғқанлириниң көзлири алдида қандақ өлтүрүлгәнликини байан қилип бәрди» дегәнләрни қәйт қилди.

симон һеншав, бирмада һөкүмәт әмәлдарлири вә араканлиқ җамаәт әрбаблири билән көрүшкәнликлирини әскәртип, бирма һөкүмитини «йәрлик хәлқни қоғдаш вә кишилик һоқуққа хилаплиқ қилиш қилмишлири үстидин тәкшүрүш елип бериш» қа чақирғанлиқлирини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر