америка хәлқи трампниң сийасәтлиридин рази әмәс

америка иәлқиниң арисида пирезидент доналд трампниң сийасәтлиридин рази әмәсләрниң нисбитиниң %58 гә чиққанлиқи билдүрүлди.

836741
америка хәлқи трампниң сийасәтлиридин рази әмәс

түркийә авази радийоси хәвири: «вол стрет журнили гезити» ниң NBC телевизийәси билән бирликтә әмәлгә ашурған хәлқ райини синаш нәтиҗисидә көрситилишичә, америка пирезиденти доналд трамп вәзиписини башлиғандин буйан, америка хәлқи ичидә униң сийасәтлиридин рази болмиғанларниң нисбити қайтидин әң йуқири сәвийәгә йәткән, рази болғанларниң нисбити %38 гә төвәнлигән.

пирезидент трампниң NFL путболчилириға тутқан позитсийәси, сәһийә саһәсидики ислаһати вә порто рикода қуйун апитидин кейинки сәпәрвәрлик хизмәтлиридә көрүлгән мәсилиләр, хәлқниң әң чоң наразилиқини қозғиған ишлар болуп қалған.

хәлқниң нәзиридә, трамп ташқи сийасәттә вәзиписини лайиқида иҗра қилмиди, дегән қараш үстүн орунда болуп, шималий корейә киризисиму хәлқниң нәзиридә сәлбий тәсир пәйда қилған.

хәлқ райини синаш 23-26-өктәбир күнлири 900 киши үстидин елип берилған болуп, хаталиқ пәрқиниң %3.27 икәнлики билдүрүлди. «галип» хәлқара тәтқиқат ширкитиниң ийун ейида пирезидент трамп үстидә елип барған тунҗи қетимлиқ рай синаш нәтиҗиси, униңға болған иҗабий қарашниң төвәнләватқанлиқини көрсәткән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر