путин сүрийә земининиң %90дин көпрәкиниң террорчилардин тазиланғанлиқини билдүрди

виладимир путин сүрийә һөкүмити вә иттипақдашлири билән бирликтә сүрийә земининиң %90дин көпрәкини террорчилардин тазилиғанлиқлирини билдүрди.

835078
путин сүрийә земининиң %90дин көпрәкиниң террорчилардин тазиланғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезиденти виладимир путин сүрийә земининиң %90дин көпрәкиниң террорчилардин тазиланғанлиқини ейтти.

путин мундақ деди: «сүрийәдики террорчиларға зәрбә бериш үчүн елип берилған һәрбий һәрикәтләргә қатнашқан әскәрлиримизни қизғин тәбрикләймән, әскәрлиримизниң батурлуқи вә кәспийлики түрткисидә сүрийәдики начар вәзийәтни оңшидуқ. чүнки сүрийә земининиң %90дин көпрәки террорчилардин тазиланди.»

виладимир путин  русийәниң сүрийә һөкүмити вә башқа иттипақдашлири билән һәмкарлиқ орнитип сүрийәдә тоқунушни пәйәйтиш районлирини қуруп чиққанлиқлириниму әскәртти.

бу арқилиқ сүрийә киризисигә сийасий чарә тепиш вә тинчлиқ орнитиш йолида елип берилидиған хизмәтләрни қоллайдиғанлиқлирини ейтқан путин сөзлирини мундақ давамлаштурди: «шуни тәкитлимәкчимән: сүрийәдики террорчилар мундақла тәшкиллинип пәйда болуп қалған топилаңчилар әмәс, улар кәспиий тәлим-тәрбийә алған, илғар қораллиқ, иқтисадий әһвали вә җасарити күчлүк гуруппилардин тәшкил тапиду. бу террорчиларға қарши елип берилған һәрбий һәрикәтләр русийә һава вә қуруқлуқ армийәлириниң һәрбий иқтидариниң толиму күчлүк икәнликини испатлап бәрди.»

буниңдин ташқири, виладимир путин русийә армийәсини техиму қудрәт тапқузуш, йеңи қоралларни лайиһләп чиқиш вә әскәрләрниң җәң қилиш маһиритини техиму өстүрүш лазимлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر