руһани: иранниң райондики нопузи һәрқандақ чағдикидин күчлүк

иран пирезиденти һәсән руһани, дөлитиниң райондики нопузиниң һәрқандақ чағдикигә қариғанда күчлүк икәнликини әскәртти.

833129
руһани: иранниң райондики нопузи һәрқандақ чағдикидин күчлүк

түркийә авази радийоси хәвири: иран пирезиденти руһани дөләт телевизийә қанилида тарқитилған сөзидә, «иранниң райондики нопузи һәр қандақ чағдикидин күчлүктур. ирақ, сүрийә , ливан, шималий африқа вә бәсрә қолтуқи районида иран болмай туруп қәдәм ташлиғили боламду?» деди.

пирезидент һәсән руһани, иранниң райондики күчлүк орниға қаримай, иран консерватиплири билән мөтидиллири арисидики ички җедәл хәвпигә дуч кәлгәнликлирини ейтти. у сөзини давамлаштуруп, «системиниң бир тәрипигә зийан йәткүзсәк, башқа тәрипи күчийиду, дәп ойлимайли. ундақ болмайду, пүткүл система вәйран болиду» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر