абе: русийә билән йапонийәниң тинчлиқ келишими имзалиши һәр икки тәрәп үчүн пайдилиқ

йапонийә баш министири шинзо аби, русийә билән тинчлиқ келишими имзаланған тәқдирдә, буниң һәр икки дөләт үчүн пайдилиқ болидиғанлиқини ейтти.

827686
абе: русийә билән йапонийәниң тинчлиқ келишими имзалиши һәр икки тәрәп үчүн пайдилиқ

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә киодо хәвәр агентлиқи, шинзо абениң хоккаидо арилида чақирилған бир йиғинда сөз қилип, русийә билән тинчлиқ келишими имзалашниң һәр икки дөләткә пайдилиқ бир иш икәнликини әскәртип, «җәнубий курил араллириниң қайтуруп елиниши, бизниң сәмимий арзуйимиз. бу мәсилини биз - мушу әвлад ичидә һәл қилишни нишан қилмақтимиз. келишим имзаланған тәқдирдә, русийәниң бу келишимниң һәр икки тәрәп үчүн пайдилиқ болидиғанлиқини чүшинидиған шараитларни йаритимиз» дегәнликини хәвәр қилди.

йапонийә икки дунйа урушидин кейин контроллуқини қолиға алған курил араллириниң өзигә қайтуруп берилишини, тинчлиқ келишими имзалашниң алдинқи шәрти қилип кәлмәктә. йапонийә аралниң игилик һоқуқиниң өзигә тәвә икәнлики пикридә чиң турувалғанлиқи үчүн, икки дөләт арисида тинчлиқ келишими имзалиналмиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر