путин хәлқарани сүрийәниң келәчики тоғрулуқ баш қаттурушқа чақирди

русийә пирезиденти виладимир путин хәлқарани сүрийәни қайтидин бәрпа қилиш мәсилиси үстидә баш қаттурушқа чақирди.

827052
путин хәлқарани сүрийәниң келәчики тоғрулуқ баш қаттурушқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезиденти виладимир путин хәлқара җәмийәтни сүрийәдә уруш ахирлашқандин кейин сүрийәни қайтидин қуруп чиқиш мәсилиси үстидә баш қаттурушқа чақирди.

сан-петерсбургта өткүзүлгән парламентларара иттипақи 137-нөвәтлик омумий кеңәш йиғининиң ечилиш мурасимида сөз қилған виладимир путин район дөләтлириниң бу җәһәттә актип рол ойниши лазимлиқини билдүрди.

түркийә вә иран билән астанада өткүзүлгән сүрийә сөһбәтлири түрткисидә сүрийәдә 4 «тоқунушмаслиқ райони»бәрпа қилиш мәсилисидә келишим һасил қилғанлиқлирини әскәрткән путин русийә, иран вә түркийә қатарлиқ дөләтләрниң сүрийәни терроризимдин тазилаш хизмәтлиригә башламчилиқ қиливатқанлиқлирини билдүрди.

путин терроризимға зәрбә бериш хизмәтлиригә әстайил муамилә қилиш лазимлиқини билдүрүп мундақ деди: «русийә һәққий иттипақдашлири билән һәмкарлишип терроризимға зәрбә беришни давамлаштуриду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر