мексикидики бир түрмидә исйан чиқти

мексикиниң монтеррей шәһиригә йеқин җайдики бир түрмидә икки рәқиб гуруппа арисида башланған сүркилиш исйанға айлинип кәтти.

824828
мексикидики бир түрмидә исйан чиқти

түркийә авази радийоси хәвири: мексикиниң монтеррей шәһиригә йеқин җайдики бир түрмидә икки рәқиб гуруппа арисида башланған сүркилиш исйанға айлинип кәтти؛ вәқәдә 13 адәм һайатидин айрилди.

түрмидики исйан җәрйанида мәһбусларниң бир қисим гундипайларни гөрүгә еливелишидин кейин, хәвпсизлик күчлири вәқәгә мудахилә қилди. вәқәниң бастурулуши әснасида 8 адәм еғир йариланди.

түрмә сиртида мәһбусларниң йеқин – йоруқ, уруқ – туғқанлири билән түрмә хадимлири арисидиму дәталаш чиқти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر