америка бәсрә қолтуқи вә корейә йерим арилиға запас қисим әвәтти

америка қошма иштатлири бәсрә қолтуқи вә корейә йерим арили әтрапидики деңиз армийәси сепини мустәһкәмләшкә башлиди.

823901
америка бәсрә қолтуқи вә корейә йерим арилиға запас қисим әвәтти

түркийә авази радийоси хәвири: америка мудапиә министири җеймс маттис, армийәдин шималий корейәгә қарита ташлинидиған қәдәмләр үчүн тәййар турушни тәләп қилди.

америка деңиз армийәсиниң әң күчлүк қанити һесаблинидиған теодор розвелит авийаматкиси билән униң һәмралиқидики уруш парахотлири сантийагодин айрилди. игилинишичә, мәзкур авийаматка вә уруш парахотлири бәсрә қолтуқидики 5 – филот билән корейә йерим арилидики 7 – филотқа қошулидикән.

пентагон бу һәрикитигә адәттикичә, дәп изаһат бәрсиму, йолйоруқ һәрбий һәрикәтниң йеқинлишип қалғанлиқиниң бешарити , дәп анализ қилинишқа башлиди.

бу қетим сантийагодин айрилған әскәр сани 7500 икән.

пирезидент доналд трамп, бир қанчә айдин буйан шималий корейәгә һәрбий чаридин башқа ишниң карға кәлмәйдиғанлиқини тәкрарлап, буниң әксичә, ташқи ишлар министири рекс тиллерсон дипломатийәниң корейә мәсилисини һәл қилишниң бирдинбир чарисини икәнликини тәкитләп келиватқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر