әсәд қисимлири бир айда қәтли қилған пуқраларниң сани елан қилинди

бу йил йанвар ейидин сентәбир ийиғичә болған мәзгилдә, әсәд қисимлири, русийә вә даешқа қарши итипақдаш армийә шундақла террорлуқ тәшкилати п к к/ п й д вә даеш тәрипидин җәмий 286 қетим қәтлиам елип берилди.

823370
әсәд қисимлири бир айда қәтли қилған пуқраларниң сани елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийә кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати бәшшар әсәд қисимлириниң алдинқи ай елип барған 18 қетимлиқ қәтлиамда 53 кичик бала, 37 айал вә 177 әрниң һайатидин айрилғанлиқини елан қилди.

сүрийә кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати һәр бир қетимлиқ һуҗумда әң аз дегәндиму 5 кишиниң өлтүрүлгәнликини билдүрди вә <қәтлиам> дәп баһа берилгән сентәбирдики вәқәләр җәрйанида һайатидин айрилған пуқраларниң сани һәққидә рәсмий доклат елан қилди.

доклатта, бу йил йанвар ейидин сентәбир ийиғичә болған мәзгилдә, әсәд қисимлири, русийә вә даешқа қарши итипақдаш армийә шундақла террорлуқ тәшкилати п к к/ п й д вә даеш тәрипидин җәмий 286 қетим қәтлиам елип берилғанлиқи қәйт қилинди.

пәқәт сентәбир ейида һәр қайси тәрәпләрниң аз дегәдиму 43 қетим қәтлиам вәқәси туғдурғанлиқи, бу қәтлиамларда 139 кичик бала, 85 айал вә аз дегәндиму 430 кишиниң һайатидин айрилғанлиқи әскәртилди.

доклатта, әсәд қисимлириниң өткән ай 18 қетим қәтлиам җинайтини садир қилиш билән алдиниқи урунда турғанлиқи, униңдин қалсила рәт бойичә, русийәниң 14 қетим, иттипақдаш қисимларниң 10 қетим вә даешниң 1 қетим қәтлиам җинайити садир қилғанлиқи қәйт қилинди. 

доклатта билдүрүлишичә, әсәд қисимлири сентәбир ейида елип барған қәтлиамларда, 53 кичик бала, 37 айал вә аз дегәндиму 177 әр өлтүрүлгән. бу мәзгилдә русийәниң қәтлиамлирида болса, 46 кичик бала, 29 айал, 152 әр өлтүрүлгән.

террорлуқ тәшкилати даешқа қарши иттипақдаш армйиәниң қәлтиамлирида, 37 кичик бала, 18 айал вә аз дегәндиму 96 әр һайатидин айрилған.

террорлуқ тәшкилати даешниң раққәдики қәтлиамида болса, 3 кичик бала, 1 айал вә аз дегәдиму 5 әр һайатидин айрилған.

доклатта йәнә, кишилик һоқуқни дәпсәндә қилғанларниң сотқа тартилиши тәләп қилинди. әсәд һөкүмити қисимлирини қоллаватқан иранлиқ милитанларниң хәлқара террорлуқ тизимликигә киргүзүлиши лазимлиқи чақириқ қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر