германийә омумий сайлимида меркелниң партийәси үстүнлүкни игилиди

түнүгүн өткүзүлгән германийә омумий сайлимида баш министир ангела меркел рәһбәрликидики хиристийан демократик бирлик партийәси билән баварийә өлкисидики қериндаш партийә һесаблинидиған хиристийан сотсийал бирлик партийәси ғәлибә қилди.

813313
германийә омумий сайлимида меркелниң партийәси үстүнлүкни игилиди

түркийә авази радийоси хәвири: федератсийә сайлам оргини тәрипидин елан қилинған мувәққәт рәсмий нәтиҗигә қариғанда, хиристийан бирлик партийәлири омумий авазниң %33 ини қолға кәлтүрүп, сайламда биринчи болған. бирақ бу, 1949 – йилидин буйанқи сайламларда мәзкур икки партийә қолға кәлтүргән әң төвән аваз һесаблинидикән. игилинишичә, хиристийан демократик бирлик партийәси билән хиристийан сотсийал бирлик партийәси 2013 – йилидики сайламларға селиштурғанда, %8.5 чекинип кәткән.

һөкүмәтниң шерики сотсийал демократик партийәму алдинқи қетимлиқ сайламларға селиштурғанда, %5.2 чекинип, %20.5 авазға еришти. бу, сотсийал демократик партийәниң тарихтики әң аз авазға еришкән сайлими болуп қалди.

ашқун оңчи «германийәниң башқа таллиши» партийәси %12.6 авазға еришип, тунҗи қетим федератсийә парламентиға кирди. германийәниң башқа таллиши партийәси, 2013 – йилидики омумий сайламда %4.7 авазға еришип, %5 лик сайлам өткилиниң астида қалғаниди.

алдинқи қетимлиқ сайламда %4.8 лик аваз нисбити билән сайлам өткилидин өтәлмигән әркин демократлар партийәсиму бу сайламда %10.7 авазға еришип, төтинчи болди. %9.2 авазға еришип бәшинчи болған солчилар партийәси билән %8.9 авазға еришкән йешиллар партийәси қайтидин парламентқа кириш салаһийитигә еришти.

сийасий партийәләр сайлам нәтиҗисини бүгүн муһакимә қилиду. баш министир ангела меркел бир телевизийә қанилида сөз қилип, йеңи һөкүмәтниң декабир ейиниң оттурилириғичә тәшкиллинип болуш еһтимали барлиқини ейтти.

математикилиқ нәзәр билән қариғанда, һөкүмәт тәшкилләш үчүн демократик бирлик партийәси - хиристийан сотсийал бирлик партийәси - әркин демократлар партийәси – йешиллар партийәси йаки демократик бирлик партийәси - хиристийан сотсийал бирлик партийәси – сотсийал демократлар партийәсидәк икки хил еһтималлиқниң барлиқиға ишарәт қилған меркел, сотсийал демократлар партийәсиниң башлиқи мартин шулизниң бирләшмә һөкүмәт қуруш үчүн музакирә өткүзүшкә тәййар әмәсликини мәлум қилғанлиқини қәйт қилди. у йәнә, аз санлиқлар һөкүмити қуруп чиқишқа қарши икәнликиниму сөзлиригә илавә қилди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر