йавропа парламенти араканлиқ мусулманларни нәзәрдин сақит қилди

фирансийәдә чақирилған йавропа парламенти омумий кеңишиниң ечилишида араканлиқ мусулманлар нәзәрдин сақит қилинди.

805310
йавропа парламенти араканлиқ мусулманларни нәзәрдин сақит қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа парламенти араканни нәзәрдин сақит қилди.

фирансийәдә чақирилған йавропа парламенти омумий кеңишиниң ечилишида дунйа миқйасида  йеқинқи күнләрдә мәйданға кәлгән террорлуқ һуҗумлири вә тәбиий апәтләрдә өлгәнләргә атап һөрмәт билдүрүлгән болса, араканлиқ мусулманлар дуч келиватқан зулум вә қәтлиамларниң нәзәрдин сақит қилиниши алаһидә диққәт қозғиди.

ситразбург шәһиридә чақирилған йавропа парламенти омумий кеңишиниң ечилишида сөз қилған йавропа парламенти башлиқи антонийо таҗани, йеқинқи күнләрдә дунйа миқийасида нурғун террорлуқ һуҗуми билән тәбиий апәтниң йүз бәргәнликини әскәртти.

таҗани омумий кеңишигә хитаб қилип залдикиләрни «испанийә вә филандийәдики һуҗумда өлгәнләр, шундақла америка вә карайип араллирида мәйданға кәлгән тәбиий апәтләрдә қаза қилғанларға»һөрмәт билдүрүшкә чақирди.

пәйшәнбә күни ахирлишидиған йавропа парламенти омумий кеңишиниң күнтәртип мәсилилири ичидә йавропа иттипақиниң әһвали, йавропа иттипақиға әза дөләтләрдики аммиви сорунларда һәқсиз интернет мулазимити, тухум киризиси, шималий корейәниң йадро тәһдити, түркийә вә йавропа иттипақи мунасивәтлириниң келәчики, венезуела киризиси, йавропа иттипақи-һиндистан оттурисида һәмкарлиқ вә әркин сода келишимигә охшаш мәсилиләр бар.

йавропа парламенти бирма вә араканлиқ мусулманларниң әһвалини омумий кеңәшниң ахирқи күнидә габон, лавус вә камбуджа қатарлиқ дөләтләрдики киризисләр кеңәш қилинидиған олтурушта музакирә қилиду.

бирма армийәсиниң қораллиқ милитанларға зәрбә беришни баһанә қилип араканлиқ мусулманларға қилған һуҗумлирида 25-авғусттин буйан миңларчә мусулман һайатидин айрилди, униң үстигә бирма һакимийитиниң араканға кириш  вә чиқишқа рухсәт қилмаслиқи түпәйли өлгәнләрниң санини толуқ вә тоғра енқлап чиқишниң мумкин болмайватматлиқи билдүрүлмәктә.

бирма армийәсиниң һуҗумлирида 150дин артуқ йеза милләтчи буддистлар вә бирма армийәси тәрипидин көйдүрүп ташланди, он миңларчә араканлиқ мусулман бихәтәрликни көздә тутуп аракандин қечишқа тиришмақта. бирмадин қачқан кишиләр тағлиқ районларға, наф дәрйаси йаки деңиз арқилиқ баңладишқа бариду, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң билдүрүшичә, 25-авғусттин буйан баңладиштин панаһлиқ тилигәнләрниң сани 313миңға йәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر