араканлиқ мусулманларға йүргүзүлүватқан қәтлиамға ләнәт йағди

түркийәниң һәрқайси җайлиридин араканлиқ мусулманларға йүргүзүлүватқан қәтлиам вә зулумға ләнәт йағди.

800120
араканлиқ мусулманларға йүргүзүлүватқан қәтлиамға ләнәт йағди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәдики аммиви тәшкилатлар вә кәң хәлқ аммиси охшимиған шәһәрләрдә намайиш өткүзүп,  араканлиқ мусулманларға йүргүзүлүватқан қәтлиам вә зулумға ләнәт йағдурмақта.

бирминиң аракан өлкисидә армийә тәрәпниң қәтлиамлирида һайатидин айрилған мусулманлар үчүн дүзҗәдики «җәдидийә җамәси» дә ғийабән җиназә намазлири чүшүрүлди.

 мусулманлар дуч келиватқан вәһшийлик, зулум вә қәтлиамларни ләнәтлигән дүзҗәликләр араканда еқиватқан қанниң тохтиши үчүн дуа қилди.

ғийабән чүшүрүлгән җиназә намизиға кәң хәлқ аммисидин сирт йәнә, көп сандики сийасий партийәләрниң вәкиллириму қатнашти.

аракандики қәтлиам бингөлдиму аммиви тәшкилатлар тәрипидин ләнәтләнди.

исламий қериндашлиқ вә һәмкарлиқ мунбири намидин елан қилинған байанатта, «аракандики қәтлиамға хатимә берилиши үчүн ислам һәмкарлиқ тәшкилати, бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә барлиқ хәлқаралиқ тәшкилатларни дәрһал һәрикәткә өтүшкә чақиримиз» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر