америкида бир ресторанда қораллиқ һуҗум йүз бәрди

американиң җәнубий каролина иштати чарлестон шәһиридики бир ресторанда қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргәнлики билдүрүлди.

796511
америкида бир ресторанда қораллиқ һуҗум йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: американиң җәнубий каролина иштатидики чарлестон шәһиридә бир ресторанда қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди. мәлуматларға асасланғанда, вәқәдә бир адәм йариланған вә бәзи кишиләр гөрүгә еливелинған.

чарлестон шәһәр башлиқи җон текленбург мухбирларға вәқә һәққидә бәргән байанатида, һуҗумчиниң ресторанда ишләйдиғанлиқини, хизмитидә көрүлгән мәсилилири сәвәбидин мәзкур һуҗумни пәйда қилғанлиқини ейтқан.

шәһәр башлиқи җон текленбургниң билдүрүшичә, һуҗумчи ресторанға кәлгәндин кейин бир кишини йариландуруп, бәзи кишиләрни гөрүгә еливалған. хәвпсизлик хадимлири кишиләрни қутқузуш үчүн һуҗумчи билән сөһбәт өткүзүшкә киришкән.

бу җәрйанда, йариланған кишиниң ресторанниң башқурғучиси икәнлики әскәртилди, бирақ саламәтлик әһвалиға вә қанчә кишиниң гөрүгә елинғанлиқиға мунасивәтлик һечқандақ тәпсилий мәлумат берилмиди.

сақчилар вәқә һәққидә мәлумат тапшурувалғандин кейин бәзи йолларда дәрһал қатнашни тохтатқан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر