хитай нопусида йашанғанлар вә йитим-йисирларниң сани ашмақта

хитай хәлқ ишлири министирлиқи хитайда 60 йаштин йуқири болған нопус сани 2016-йилдин башлап 230 милйон 800 миңгә йәткәнликини елан қилди.

783906
хитай нопусида йашанғанлар вә йитим-йисирларниң сани ашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: хитай хәлқ ишлири министирлиқи дөләт ичидә 230 милйон 800 миң 60 йаштин йуқири нопус барлиқини, бу рәқәмниң 150 милйон 30 миңлиқ қисминиң 65 йаштин йуқири икәнликини билдүрди.

министирлиқниң байанатида, дөләт ичидики 140 миң санаторийәдә йашаватқан 1000 нәпәр йашанған кишигә 32 карват чүшидиғанлиқи әскәртилди.

байанатта, 2016-йилиң ахиридин башлап 460 миң йетим-йисирниң барлиқи, булардин пәқәт 88 миңиниң һөкүмәткә қарашлиқ хәйр-сахавәт органлириниң йардимигә еришкәнлики қәйт қилинди.

мәсул даириләр, өткән йили (2016) дөләттики 19 миң йетим-йисирниң хитай вә башқа дөләтләрдики аилиләр тәрипидин беқивелинғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر