судан пуқраларниң қоллиридики қоралларниң мәҗбурий йиғивелинидиғанлиқини билдүрди

судан мудапиә министири ивад муһәммәд бин әвф, дөлитидики қәбилиләр ара тоқунушларға хатимә бериш үчүн, хәлқниң қолидики қоралларни йиғивалидиғанлиқлирини билдүрди.

781394
судан пуқраларниң қоллиридики қоралларниң мәҗбурий йиғивелинидиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: судан мудапиә министири әвф хартумда чақирилған бир йиғинда сөз қилип, «армийә, күч ишлитип болсиму хәлқниң қолидики қоралларни йиғивалиду» деди. у йәнә, мәмурий органлар билән қәбилиләрниң қорал елип йүрүшниң хейим – хәтәрлири тоғрисида хәлқниң тунушини өстүрүш җәһәттә муһим рол ойниғанлиқиға ишарәт қилди.

судан армийәси баш иштаб башлиқи генерал имадуддин әдәвиму, армийәниң дөләт хәвпсизликигә тәсир йәткүзидиған пүткүл мәсилиләргә көңүл бөлидиғанлиқини, қошна дөләтләр билән мунасивәтләр пәйда қилған бәзи әһвалларниң болса, армийәниң вәзиписини орундишиға тосалғу болуватқанлиқини билдүрди.


خەتكۈچ: #судан , #қорал

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر