раққәдә 84 бигунаһ киши қәтл қилинди

америка башчилиқидики хәлқара иттипақдаш қисимлар билән п к к-п й д раққәгә һуҗум қилип нурғун кишиниң җениға замин болди.

779385
раққәдә 84 бигунаһ киши қәтл қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири башчилиқидики хәлқара иттипақдаш қисимлар билән террорлуқ тәшкилати п к к –п й д ниң раққә шәһиригә түнүгүн вә алдинқи күни қозғиған һуҗумлирида 84 киши өлүп, 90 киши йариланди.

«раққә хәлқи җимҗитла қәтл қилиниватиду»исимлик даеш вә п к к- п й д ға қарши тәшкилләнгән бир йәрлик паалийәтчиләр тори иҗтимаий таратқудики адресида америка башчилиқидики хәлқара иттипақдаш қисимлар билән террорлуқ тәшкилати п к к – п й д ниң раққә шәһиригә түнүгүн вә алдинқи күни қозғиған һуҗумлирида 84 кишиниң өлүп, 90 кишиниң йариланғанлиқини билдүрди.

раққәдики йәрлик медийа паалийәтчилиридин муаз әзиз мундақ деди: «даеш раққәниң шәрқидики қарама райониға йеқин җайда п й д милитанлириға һуҗум қилди, һуҗумда нурғун милитан өлди.»

даеш тәрипидин база сүпитидә ишлитип келиниватқан раққә дохтурханисиниң америкиниң уруш айропиланлири тәрипидин бомбардиман қилинғанлиқини ейтқан әзиз йәнә мундақ деди: «раққә шәһиригә қилинған һуҗумларда нурғун бигунаһ киши өлди, дохтурханилар йаридарлар билән толди, дохтурханилар һазир мидетсина буйумлириға җиддий еһтийаҗлиқ.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر