америкида наһәқ өлтүрүлгән бир қаратәнликкә 15 милйон доллар төлинидиған болди

америкиниң висконсин иштатидиму 2 сақчи тәрипидин етип өлтүрүлгән бир айалниң аилисигә 7 милйон доллар төләм төләнгән иди.

771237
америкида наһәқ өлтүрүлгән бир қаратәнликкә 15 милйон доллар төлинидиған болди

 

түркийә авази радийоси хәвири: вашингитонда оғлиниң көз алдида сақчилар тәрипидин етип өлтүрүлгән қоралсиз қара тәнлик пуқраниң аилисигә тәхминән 15 милйон доллар төләм төләйдиған болди.

федератсийә сот мәһкимиси 2013 - йили сақчилар билән талаш - тартиш қиливатқан пәйттә сақчи мәргини бирайин маркерт тәрипидин етип өлтүрүлгән қаратәнлик америка пуқраси ленард томасниң аилисигә 15 милйон доллар төләм төләш қарари чиқарди.

7 кишидин тәркип тапқан сот баһалиғучи һәйити сақчиларниң томасниң 4 йашлиқ оғлини қалқан қилип ишләткәнлики йаки содилишиш бойуми сүпитидә ишләткәнликигә даир әйибләшләрни рәт қилди.

америкиниң висконсин иштатидики федератсийә сот мәһкимисиму 2 сақчи тәрипидин етип өлтүрүлгән бир айалниң аилисигә 7 милйон доллар төләм төләш қарари чиқарған иди.

мадисон шәһиридә 3 йил илгири йүз бәргән мәзкур вәқәдә ашлей дипийазза исимлик айал сөйгини билән урушуп қалған вә сөйгинини тапанча билән қорқутуп, мәҗбур өзи билән биргә өйгә соливалған болуп, униңға мудахилә қилиш үчүн өйгә киргән сақчилардин 2 мәмур у айални өйдә етип өлтүргән иди. 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر