G20алий рәһбәрләр йиғини башланди

икки күн давамлишидиған G20 дөләт гуруһи алий рәһбәрләр йиғини германийәниң һамбург шәһиридики көргәзмә мәркизидә башланди.

766662
G20алий рәһбәрләр йиғини башланди

түркийә авази радийоси хәвири:  G20 ниң нөвәтчи рәис дөлити- германийәниң баш министири ангела меркел йиғин ечилидиған һамбург көргәзмә мәркизидә дунйа рәһбәрлирини күтүвалди. рәһбәрләр арқидин «террорлуққа қарши күрәш» темилиқ йиғинға қатнашти.

рәһбәрләр коллектип рәсимгә чүшкәндин кейин, «дунйа иқтисадиниң ешиши вә сода» темилиқ хизмәт йиғиниға қатнишиду, «сиҗил тәрәққийат, килимат вә енергийә» темилиқ иккинчи хизмәт йиғини ахирлашқандин кейин болса, килассик музика консертиға иштирак қилиду.

G20 йиғининиң иккинчи күнидә, «африқа билән ортақлиқ, көч вә сәһийә», «диҗиталлишиш, айалларни күчләндүрүш вә ишқа орунлаштуруш» темилиқ йиғинлар ечилиду. арқидин мухбирларни күтүвелиш йиғини ечилиду.

германийәниң «бир-биригә тайинидиған дунйа шәкилләндүрүш» шоари билән башланған йиғинда, өзиниң күнтәртипидин башқа, террорлуққа қарши күрәш, сүрийә вә украинадики өктичиләр қатарлиқ хәлқаралиқ мәсилиләр муһакимә қилиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر