қуйаштинму иссиқ бир пиланета байқалди

дунйадин тәхминән 650 нур йил йирақлиқтики бир пиланета байқалди.

746622
қуйаштинму иссиқ бир пиланета байқалди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйадин тәхминән 650 нур йил йирақлиқтики бир пиланетаниң ташқи температурасиниң  4300 гирадус икәнлики ениқланди.

«тәбиәт»журнилида елан қилинған тәтқиқатқа асасланғанда, йупитерға охшап кетидиған  « KELT-9b » нами берилгән бу пиланета KELT-9  сәййарисиниң әтрапида 1 йерим күндә айлинип болидикән, йупитердин 2.8 һәссә чоң болған пиланетаниң өз массиси пупитерниң йеримигә тәң келидикән.

аризона иштатиниң шәрқий җәнубиға җайлашқан винер көзитиш мәркизидики KELT телескоби арқилиқ байқалған KELT-9b ниң орбитасида айлинидиған сәййариниңму қуйаштин икки һәссә чоң вә икки һәссә иссиқ икәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر