трамп меркелгә җаваб қайтурди

трамп рәһбәрликидики америкиға ишәнгили болмайдиғанлиқини ейтқан германийә баш министири ангела меркелгә доналд трамптин җаваб кәлди.

742420
трамп меркелгә җаваб қайтурди

түркийә авази радийоси хәвири: трамп меркелниң йәнә бир қетим «биз йавропалиқлар өз тәқдиримизни өзимиз бәлгилишимиз керәк» дегән сөзлиригә қарита аммиви ортақлишиш тор бети Twitter  сәһиписидә җаваб қайтурди.

сода тәңпуңсизлиқи җәһәттин  америка билән германийә  оттурисидики пәрқниң наһайити чоңлуқини әскәрткән трамп, германийәниң нато үчүн сәрп қиливатқан чиқимларниң азлиқини тәкрарлап мундақ деди: «сода тәңпуңсизлиқи җәһәттин  америка билән германийә  оттурисидики пәрқ наһайити чоң, униң үстигә, германийә нато үчүн адәттин ташқири дәриҗидә аз мәбләғ аҗритиду, бу америкиға нисбәтән йахши әмәс, шуңа, бу әһвал чоқум өзгириду.»

трамп өткән һәптә белгийәниң пайтәхти бирйусселда чақирилған нато башлиқлар йиғинида йавропа иттипақиниң алий дәриҗилик рәһбәрлири билән учрашқаниди.

германийә таратқулири учришишта, трампниң америка билән германийә оттурисидики сода тәңпуңсизлиқидин шикайәт қилип, «германлар наһайити начар адәмләр» дегәнликини илгири сүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر