сайлам вақтидики русийә дәваси трампниң бешини ағритишқа башлиди
америкида русийәниң 2016-йили 8-нойабир өткүзүлгән пирезидентлиқ сайламлириға қол тиққанлиқи тоғрисидики дәваларни тәкшүрүшкә, федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) ниң сабиқ башлиқи роберт муллерни мәсул қилди.
түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти доналд трамп өткән һәптә FBI ниң башлиқи җеймес комини вәзиписидин елип ташлиғандин кейин, русийәгә мунасивәтлик тәкшүрүш ишлириға алаһидә тәптиш хадиминиң мәсул қилиниши тоғрисида қилинған чақириқларға инкас қайтти. америка әдлийә министирлиқи FBI ниң сабиқ башлиқи роберт муллерниң тәкшүрүшкә мәсул болуши үчүн алаһидә һоқуқлуқ тәптиш хадимлиқиға тәйинләнгәнликини уқтурди. вәзипигә тәйинләш қарарини һәм җумһурийәтчи һәмдә демократ сийасәтчиләр иҗабий қарши алди.
мәсул даириләр, әдлийә министирлиқиниң йолйоруқи астида хизмәт қилидиған муллерниң пирезидент трамп тәрипидин асан қайил қилалмайдиған киши икәнликини билдүрмәктә.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
германийә баш министири түркийәгә зийарәткә келиду
германийә баш министири олаф шолз 19-өктәбир күни түркийәдә зийарәттә болиду.