трамп FBİ директорини вәзипидин елип ташлиди
америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп, америка федератсийә тәкшүрүш идарисиниң директори җеймс комейни вәзипидин елип ташлиди.
түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай байанат берип, әдлийә министири җеф сесионс вә муавини род росенстейнниң тәвсийәсигә асасән җеймс комейниң вәзипидин елип ташланғанлиқини уқтурди. трамп комейниң вәзипидин елип ташлинишиға униң «тәшкилатқа рәһбәрлик қилалмайдиғанлиқи» ни сәвәб қилип көрсәтти.
җеймс комейниң вәзиписидин елип ташланғанлиқидин телевизорлар арқилиқ вақип болғанлиқи қәйт қилинди.
трампниң сайлам сәпәрвәрлик паалийәтлири билән русийәниң алақисиниң бар – йоқлуқини тәкшүрүватқан америка федератсийә тәкшүрүш идарисиниң сабиқ директори комей, һилари килинтонниң елхәт сәтчиликигә алақидар тәкшүрүшкиму рийасәтчилик қилғаниди.
америка әдлийә министирлиқи, комейниң килинтонниң елхәт сәтчиликигә алақидар тәкшүрүшни амминиң алдида дәталаш қилиш арқилиқ министирлиқниң қаидә – пиринсиплириға хилап һәрикәт қилғанлиқини әскәртмәктә. өткән һәптә америка палатасида палата әзалириниң тәкшүрүш тоғрисидики соаллириға җаваб бәргән комей, 2013 – йилиниң сентәбир ейида сабиқ пирезидент барак обама тәрипидин вәзипигә тәйинләнгәниди.
демократик партийә болса, русийәниң америкида 8 – нойабирда өткүзүлгән пирезидентлиқ сайлимиға мудахилә қилғанлиқиға алақидар тәкшүрүшкә мустәқил тәптиш тәйинлиниши керәкликини елан қилди.