тайланд қош пуқралиқ салаһийити бар бир кишини террорлуқ тизимликигә киргүзди

тайландта америка-тайланд қош пуқралиқ салаһийитигә игә бир киши террорлуқ гумандари вә иқтисад билән тәминлигүчиси тизимликигә киргүзүлди.

728144
тайланд қош пуқралиқ салаһийити бар бир кишини террорлуқ тизимликигә киргүзди

түркийә авази радийоси хәвири: тайланд муавин дөләт мудапиә министири удомдеҗ ситабутр америка-тайланд қош пуқралиқ салаһийити бар анек санфран дәпму атилидиған манун чайчананиң 2015-йили баңкок җинайи ишлар сот мәһкимиси қилинған бомба һуҗуминиң пәрдә арқисидики киши икәнлики илгири сүрүлүп, террорлуқ гумандари вә иқтисад билән тәминлигүчиси тизимликигә киргүзүлгәнликини билдүрди.

удомдеҗ тайланд әдлийә министирлиқи билән ташқи ишлар министирлиқиниң, америка калифорнийә иштатида тайланд зәҗирсиман рестораниниң хоҗайини манунниң тутулуп, қайтуруп берилиши үчүн керәклик рәсмийәтләрниң башланғанлиқини әскәртти.

тайланд хәвпсизлик даирилириму манунниң 2015-йилидики бомба һуҗуми вә дөләт ичидә йүзбәргән башқа һуҗумларниң иқтисад билән тәминлигүчиси икәнликини илгири сүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر