реана қәтлиаминиң пиланлиғучиси абдуррәһман өзбек өлтүрүлди

абдуррәһман өзбекниң 6 – априлда сүрийәдә елип берилған һәрикәттә өлтүрүлгәнлики вә униң террорлуқ тәшкилати даеш рәһбири әбу бәкир бағдадиниң йеқин адәмлиридин бирси икәнлики билдүрүлди.

718265
реана қәтлиаминиң пиланлиғучиси абдуррәһман өзбек өлтүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: америка мәркизий армийә қоманданлиқ иштаби, истанбул ортакөйдики реана қәтлиамини пиланлиған даеш рәһбири абдуррәһман өзбекниң сүрийәдә қуруғлуқтин елип берилған бесип кирип зәрбә бериш һәрикити җәрйанида өлтүрүлгәнликини елан қилди.

америка мәркизий армийә қоманданлиқ иштаби байанатчиси палковник җон томас 6 – априлда елип берилған һәрикәттә өлтүрүлгән абдуррәһман өзбекниң террорлуқ тәшкилати даеш рәһбири әбу бәкир бағдадиниң йеқин адәмлиридин бирси икәнликини, даешниң чәт әлләрдики һуҗумлири, чәт әллик милитанлири вә малийә ишлириға мәсул рәһбәрлиридин бирси һесаблинидиғанлиқини ейтти.

истанбул ортакөйдики реана кулубиға йиңи йил кечиси бир террорчи тәрипидин аптоматик қорал билән елип берилған һуҗумда 1 сақчи шәһит болған вә 25 чәт әллик билән қошқанда җәмий 39 киши һайатидин айрилған иди.

һуҗумда 65 киши йаридар болған болуп, һуҗумниң җавабкарлиқини террорлуқ тәшкилати даеш өз үстигә алған вә теги өзбекистанлиқ террорист абдулқадир машарипов вәқәдин 17 күн кейин истанбул әсәнйуртта қолға елинған иди. 

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر