Facebook қатили өзини өлтүрүвалди

америкида садир қилған җинайитини аммиви ортақлишиш тор бети Facebook сәһиписидә нәқ мәйдандин тарқатқан қатил пенсилванийә иштатиниң ери районида машинисида өзини өлтүрүвалди.

716013
Facebook қатили өзини өлтүрүвалди

түркийә авази радийоси хәвири: пенсилванийә сақчилириниң билдүрүшичә, йашанған бир кишини уруп өлтүргән вә җинайәт көрүнүшлирини аммиви ортақлишиш тор бети Facebook сәһиписидә нәқ мәйдандин тарқатқан 37 йашлиқ қатил стивеин стивензниң туруватқан орни, бир  ресторан хизмәтчисиниң учур йәткүзүши нәтиҗисидә ениқлап чиқилған.

стивенз ресторандин айрилғандин кейин, сақчилар униң изиға чүшкән һәмдә у аптомобили билән тәхминән 3 километир қачқандин кейин, сақчилар униң машинисини тохтатқан, шуниң билән, у тутулуп қелиштин қорқуп, тапанчиси билән өзини етип өлүвалған.

у җинайәтни  пасха байрими өткүзүлидиған йәкшәнбә күни кливләндә садир қилғаниди.

қиз дости билән такаллашқан стивенз, Facebook сәһиписидә нәқ мәйдандин тарқатқан телефон сөзлишишидә 13 кишини өлтүргәнликини әскәрткән, кейинчә 74 йашлиқ роберт годвин исимлик қара тәнлик бир кишини йол четидә алдини тосуп өлтүрүвәткән, уни қандақ өлтүргән көрүнүшләрниму нәқ мәйдандин тарқатқаниди.

сақчилар җинайәт садир қилғандин кейин телефонини тақиветип, ғайиб болған қатилни тутуш үчүн һәрикәткә өткәниди.

кливләнд шәһәрлик һөкүмәтниң башлиқи қатил һәққидә учур йәткүзгәнләргә 50 миң доллар мукапат берилидиғанлиқини җакарлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر