даеш өлтүрүвәткән әзидиләрниң аммиви мазири тепилди

ирақниң синҗар районида террорлуқ тәшкилати даеш өлтүрүвәткән әзидиләрниң аммиви мазири тепилди.

715509
даеш өлтүрүвәткән әзидиләрниң аммиви мазири тепилди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ корд вәтәнсөйәрләр бирлики тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, «синҗар дөләт мудапиәси күчлири 30 ға йеқин әзиди көмүветилгән аммиви мазарни тапти.»

ирақ корд вәтәнсөйәрләр бирликиниң қаришичә, 2014 – йили авғустта синҗарни ишғал қилған даеш әзидилигә қарши ирқий қирғинчилиқ йүргүзгән. җүмлидин районда тәхминән 7 миң әзидини өлтүргән, айаллар вә балиларни қачуруп, қуллуққа мәһкум қилған, 400 миңдин артуқ әзидини көчүшкә мәҗбур қилған.

синҗар даирилириниң билдүрүшичә, 2015 – вә 2016 – йиллири даеш өлтүргән 1646 әзидиниң җәсити тепилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر