америка сәккиз дөләткә електиронлуқ аппарат чәклимисини йолға қойди

америка һөкүмити сәккиз дөләткә қатнайдиған бивастә һава йоли сәпәрлиридә йолға қойған електиронлуқ аппарат чәклимисигә «террорлуқ тәһдитлириниң сода характеридики айропиланға мәхпий сиңип кириш мумкинлики» ниң сәвәб болғанлиқини билдүрди.

697066
америка сәккиз дөләткә електиронлуқ аппарат чәклимисини йолға қойди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқиниң вақитлиқ байанатчиси марк тонер күндилик ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүп, сәккиз дөләткә қойулған чәклимә қарариниң қатнаш бихәтәрлик бийуроси вә ички ишлар министирлиқи тәрипидин елинғанлиқини әскәртти. у: «мәзкур қарар йуқирида әскәртилгән һава йоллири қатнишида, террорлуқ тәһдитлириниң сода айропиланлириға мәхпий сиңип кириш хәтири сәвәбидин елинди» деди.

у террорлуқ гуруппилириниң сода характеридики айропиланлирини һуҗум нишани қиливатқанлиқини тәкитлиди. у террорлуқ гуруппилириниң һуҗум қилиш үчүн йеңи усуллар үстидә издиниватқанлиқини, буларниң ичидә партлиғучи үскүнә әткәсчиликиниң барлиқини қәйт қилди.

америка ташқи ишлар министирлиқиниң чәклимә қойулған дөләтләр билән бивастә алақә қиливатқанлиқини вә бәлгилимиләрниң тәсиригә учраш еһтимали болған һава йоли ширкәтлириниң мәсуллири билән көрүшкәнликлирини билдүрди.

америка пирезиденти доналд трамп түнүгүн (21-март) сәккиз дөләттики 10 айродурумдин америкиға бивастә қатнайдиған айропиланға, йолучиларниң йанфондин чоң електиронлуқ үскүниләрни елип чиқишини мәни қилған пәрманни имзалиған иди.

бу бәлгилимә, түркийә, абу даби вә дубәй (әрәб бирләшмә хәлипилики), амман (ийорданийә), җиддә, рийад (сәуди әрәбистан), доһа (қатар), қаһирә (мисир), касабланка (маракәш) вә кувәйт қатарлиқ дөләтләр үчүн күчкә игә болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر