5-қетимлиқ сүрийә тинчлиқ йиғини 23-март ечилиду

б д т (бирләшкән дөләтләр тәшкилати) сүрийә алаһидә вәкили стифан демистура 5-қетимлиқ сүрийә тинчлиқ сөһбитиниң 23-март шивейтсарийәниң җәнвә шәһиридә өткүзүлидиғанлиқини билдүрди.

687750
5-қетимлиқ сүрийә тинчлиқ йиғини 23-март ечилиду

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийә алаһидә вәкили демистура 4-қетимлиқ сүрийә тинчлиқ сөһбити ахирлашқандин кейин, б д т хәвпсизлик кеңишигә мәлумат бәрди. у хәвпсизлик кеңишидики йиғинини ахирлаштуруп, мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди. у җәнвәдә тоққуз күн давамлашқан 4-қетимлиқ сүрийә тинчлиқ сөһбитидә «мөҗизә» йүз беришни күтмигәнликлирини, бирақ, һечқайси тәрәпниң үстәлдин айрилмиғанлиқини вә пәрәз қилмиған илгириләшләрниң қолға кәлгәнликини ейтти.

у тәрәпләрниң тунҗи қетим бир йәргә кәлгәнликини вә һәл қилиш чариси тепиш мәсилисидә әстайидил болғанлиқини әскәртти. у кейинки қетимлиқ тинчлиқ сөһбитидә, һакимийәт, асасий қанун басқучи, сайлам вә террорлуққа қарши күрәш қатарлиқ мәсилиләрниң муһакимә қилинидиғанлиқини билдүрди. у 5-қетимлиқ тинчлиқ сөһбитиниң 23-март башлинидиғанлиқини билдүрүп, музакирәләрниң бир муддәт бивастә әмәс, бәлки вастилиқ елип берилидиғанлиқини қәйт қилди.

қазақистан пайтәхти астанада өткүзүлидиған учришишларда уруш тохтитишқа хилаплиқ қилинған һадисиләрниң музакирә қилинидиғанлиқини әскәрткән демистура, уруш тохтитиш күчлүк шәкилдә иҗра қилинмиса, тинчлиқ сөһбәтлириниң зийанға учрайдиғанлиқи тоғрисида агаһландурди. у астанадики көрүшүшләргә қатнашмайдиғанлиқини әскәртти.

у түркийә, америка вә русийәниң иштаб башлиқлириниң анталйада өткүзгә учришишлири тоғрисида тохтилип, үч тәрәп учришишиниң террорлуққа қарши күрәш үчүн муһим әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر