хитай 2017 - йиллиқ иқтисадий ешиш мөлчәрини төвәнләтти

хитай баш министири ли кечйаң пайтәхт бейҗиңда чақирилған хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийи йиғинда сөз қилди.

685363
хитай 2017 - йиллиқ иқтисадий ешиш мөлчәрини төвәнләтти

түркийә авази радийоси хәвири: дунйаниң әң чоң иккинчи иқтисадий күчи хитай, 2017 – йиллиқ иқтисадий ешиш мөлчәрини %7 дин %6.5 гә төвәнләтти.

баш министир ли кечйаң пайтәхт бейҗиңда чақирилған хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң йиллиқ йиғининиң ечилишида, һөкүмәт 2016 – йиллиқ хизмәт доклатини қурултайға сунди вә бу йиллиқ тәрәққийат нишанлирини елан қилди.

ли кечйаң, хитайниң 2017 – йиллиқ иқтисадий ешиш нишаниниң %6.5 икәнликини уқтурди. у еһтийаҗдин артуқ көмүр вә полат - төмүр ишләпчиқиришиниң азайтилидиғанлиқини؛ полат – төмүр ишләпчиқиришиниң 50 милйон тонна, көмүр ишләпчиқиришиниң 150 милйон тонна қисқартилидиғанлиқини уқтурди.

ли кечйаңниң хизмәт доклатида, сиҗил тәрәққийатниң әһмийити тәкитләнди, әмгәк пурсити йаритиш вә хәлқниң турмуш сәвийәсини йуқири көтүрүш асасий нишан сүпитидә оттуриға қойулди.

өткән йили хитайниң иқтисадий ешиш нисбити %6.7 билән йеқинқи 26 йилниң әң төвән сәвийәсигә чүшүп қалғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر