сүрийә өктичилири техиму көп қоллашни тәләп қилди

сүрийә өктичилири 4-қетимлиқ сүрийә сөһбитидә, америка вә русйәни өз ичигә алған барлиқ хәлқаралиқ җәмийәтләргә қаритип, сийасий өткүнчи басқучни тезләштүрүш үчүн техиму көп қоллашни чақириқ қилди.

683872
сүрийә өктичилири техиму көп қоллашни тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т сүрийә алаһидә вәкили стефан демистура өктичиләр вә бәшшәр әсәдниң һәйәтлири айрим-айрим көрүшти. көрүшүшләрдин кейин, өктичиләр намидин ахбарат елан қилиш йиғини өткүзгән насир әлһарири, демистура билән диққитини сийасий өткүнчи мәзгилгә мәркәзләштүрүп, бу мәсилини тәпсилий музакирә қилғанлиқлирини билдүрди. у: «бизниң нишанимиз бихәтәр вә муқим болған сүрийә, заманиви сүрийә үчүн учришишлиримизни давамлаштуримиз» деди.

у демистура билән йәнә қайта көрүшидиғанлиқлирини вә музакирә басқучиниң пәқәт б д т биләнла давамлишалмайдиғанлиқини, шуңа хәлқаралиқ җәмийәтләрниң техиму көп қоллиши керәкликини тәкитлиди. у америка һөкүмитидин бу басқучта иҗабий рол ойнишини үмид қилидиғанлиқлирини, русийәниңму бу тоғрида охшаш позитсийәдә болидиғанлиқидин үмидвар икәнликлирини қәйт қилди.

у террорлуқ тәшкилати даешниң ишғали астидики палмира қәдимки шәһирини қайтурувалған бәшшар әсәд һакимийитини тәбрикләп-тәбриклимәйдиғанлиқи һәққидики соалға, мундақ җаваб бәрди:

«бундақ қилсақ, кейинки вақитта даеш палмирани қайта қолға киргүзүвалса, униму тәбрикләшкә мәҗбур болуп қалимиз. һәр иккиси охшашла террористтур. бәшшар әсәдниң палмира һийлисигә қарисақ < том мүшүк вә җеррий чашқан> намлиқ қончақ филимини көргәндәк болимиз.»

демистура билән көрүшкән бәшшар әсәд һакимийити һәйитиниң башлиқи җафәри, һөкүмәт билән өктичиләр һәйити оттурисида бивастә учришиш еһтимали тоғрисида тохталди. у өктичиләр иттипақлашқандин кейин, бу еһтималниң пәйда болуш мумкинликини билдүрди. у демистура билән көрүшкәндә, сийасий өткүнчи басқуч һөкүмити, йеңи асасий қанун, сайлам вә терроризм қатарлиқ мәсилиләрниң охшаш вақитта музакирә қилинишини тәләп қилғанлиқлирини әскәртти.

җафәри ички уруш партлиғандин тартип һазирғичә қанчә адәмниң һайатидин айрилғанлиқи һәққидики соал қайта-қайта соралған болсиму, җаваб бәрмиди. у: «қанчә адәмниң өлгәнликини билмәймән, қолимизда йеңи санлиқ мәлуматлар йоқ» дейиш билән купайиләнди.

җәнвәдә б д т ниң көзитиши астидики 4-қетимлиқ сүрийә сөһбәтлири 23-феврал башланған иди. бу учришиштин кейин, 14-март қазақистан пайтәхти астанада сүрийә учришишлириниң башлиниши күтүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر