түркийә пакистанда йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә ташқи ишлар министирлиқи пакистанниң пәнҗаб өлкисиниң пайтәхти лаһордики бир ресторанда мәйданға кәлгән террорлуқ һуҗумини қаттиқ әйиблиди.

679247
түркийә пакистанда йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, түркийәниң лаһордики террорлуқ һуҗумидин қаттиқ әпсуслинидиғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «һуҗумни қаттиқ әйибләймиз, дост вә қериндаш дөләт пакистан хәлқи вә һөкүмити билән давамлиқ һәмкарлиқ асасида һәрикәт қилимиз.»

байанатта, баш министир йилдирим билән пакистан баш министири нааваз шериф рийасәтчиликидә түнүгүн пайтәхт әнқәрәдә чақирилған 5 – нөвәтлик түркийә – пакистан истиратегийәлик алий һәмкарлиқ кеңиши йиғинида қобул қилинған ортақ байаннамидиму тәкитләнгинидәк, икки дөләтниң терроризмға қарши күрәшлириниң қәтий ирадә билән давамлаштуридиғанлиқи, бу һәқтә һәмкарлиқни йәниму күчәйтидиғанлиқи билдүрүлди.

түркийә хәлқиниң пакистан хәлқиниң қайғу – һәсрәтлири вә дәрд – әләмлирини чин дилидин ортақлишидиғанлиқи әскәртилгән байанатта, һуҗумда һайатидин айрилғанларға аллаһ тааладин рәһмәт, йеқин – йоруқлириға тәзийә, йариланғанларға шипалиқ тиләнди.

түнүгүн лаһорниң ават районидики бир ресторанда мәйданға кәлгән вә «генератор партлиши» тәриқисидә уқтурулған вәқәдә 8 киши өлгән, 21 киши йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر