йеңи дунйа - дунйани башқуруш истиратегийәси

4 дөләттики4 охшимиған сийасий аңға игә 4 рәһбәргә қилинған һуҗумлармниң һәммиси кона түзүм арқилиқ җан бақидиған мәркәзләрдин болуши тасадипийлиқму?

658870
йеңи дунйа - дунйани башқуруш истиратегийәси

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлириниң 45 – нөвәтлик пирезидентлиқиға сайланған доналд трамп вәзипә тапшурувалмай турупла нурғун иғвагәрликләргә тема болди. өзиниң демократийәси билән махтинидиған америка бирдинла өзиниң түзүмини тәнқид қилидиған әһвалға чүшүп қалди.

бәзи күчләр пирезидент сайлимиға һийлә ишлитилгәнликини илгири сүрүп, өз дөлитиниң һакимийәт түзүлмиси үстидә талаш – тартиш қилидиған болуп қалди. 1945 – йилдин буйан «дүшмән күч» дәп қарап кәлгән русийәниң америкидики пирезидент сайлимиға мудахилә қилғанлиқини сийасийонлар вә таратқулар арқилиқ йайди. америкиниң өзиниң сайлам бихәтәрликигиму капаләтлик қилалмайдиған аҗиз бир дөләт икәнлики еңи дегүдәк пүткүл дунйада тарқилишқа башлиди.

 йәр йүзидә һечқандақ бир дөләт һакимийитиниң аҗизлиқини ашкарилимайду. һәтта аҗиз һакимийәтлирини күчлүк қилип көрситиш үчүн «тәтқиқат ширкәтлири» гә милйонларчә доллар хәҗләйду. лекин америка мәркизи ахбарат тәшкилатини өз ичигә алған көплигән дөләт органлири гойа өз дөлитиниң сайлам бихәтәрликигә кпаләтлик қилалмиғанлиқини пүткүл дунйаға йайди.

демократлар вә көплигән муһим дөләт органлири өз дөлитини аҗиз қилип көрситишкә урунуватқан бир пәйттә, йеңи пирезидент трамп һә десила дөлитини техиму күчлүк вә ишәнчилик сәвийәгә йәткүзидиғанлиқини қәйт қилмақта. әмма америкиниң һакимийәт түзүлмиси билән ахбарат васитилири һә дәп дөлитини  пүткүл дунйаға йаман қилип көрсәтмәктә.

бундақ әһвални буниңдин бирқанчә йил илгири русийәму баштин кәчүргәниди. коммунист һакимийәт йимирилгәндин кейин русийәдә наһайти зор қалаймиқанчилиқ оттуриға чиққан, дөләт түзүлмиси вә хәлқниң шан – шәрипи йәр билән йәксан болуп кәткәниди.

коммунист һакимийәтниң йимирилиши билән бирликтә онларчә йил ғәрб дунйасиниң қорқунучлуқ чүши болған қизил армийәниң инавитиму төкүлүп кәткәниди. даңлиқ генералларниң җан сақлаш үчүн қорал - йарағ вә оқ - дора әткәсчилики қилғанлиқиға даир миңларчә хәвәр дунйа таратқулирида елан қилинғаниди.

генераллар йеник типтики қорал – йарағларнила әмәс, бироневиклардин танкиларғичә қол илкидики барлиқ қоралларни сататти. қорал - йарағ қараңғу базарлирида русийәниң ракеталири бәзидә 30 долларға чүшүп қалғаниди.

русийәлик алимлар, дохтурлар, оқутқучилар, анилар аилә тавабиатлирини тәрк етип, тилини билмәйдиған чәт әл дөләтлиригә кетип, 150 – 200 доллар маашқа еғир җисманий әмгәкләрни қилишқа башлиғаниди. һәр бири онларчә милйон қиммитидики һеч палтиниң сайисиниму көрүп бақмиған рус орманлиқлири 3 – 5 миң долларға сетилатти. бина вә рус бинакарлиқиниң намайәндиси һесаблинидиған надир имарәтләр 3 – 5 миң долларға сетилатти.

русийә әнә шундақ пәришан бир вәзийәтни баштин кәчүрүватқан бир пәйттә, сергей путин исимлик бир рус оттуриға чиқип, дөлитини вә хәлқиниң шан – шәрипини қайтидин йүксәк сәвийәгә йәткүзидиғанлиқини ейтқаниди, путинниң бу сөзлири русларға чоңқур тәсир көрсәткән, хәлқ униң әтрапиға топлинишқа башлиғаниди.

шуниң билән, нөвәттә бәзи күчләр трампқа һуҗум қилғандәк, рус олигархларниң контроллуқидики ахбарат васитилири вә кона һакимийәт түзүлмиси арқилиқ җан бақидиғанларму путинға һуҗум қилғаниди.

путин пирезидентлиқ вәзиписигә олтурғандин кейинму узун йиллар олигархлар, ахбарат васитилири вә кона һакимийәт түзүлмисидин пайдилинип җан бақидиғанлар қанунлуқ һакимийәткә бойсунмиди, әксичә гойа дөләт ичидики дөләттәк позитсийә тутушни давамлаштурди.

 трампқа қилинған һуҗумларниң бир охшиши 2002 – йили түркийәдә хәлқниң қизғин қоллап аваз бериши нәтиҗисидә һакимийәт бешиға чиққан рәҗәп таййип әрдоғанға қилинди. миңларчә йиллиқ империйә тәҗрибисигә, мол маддий вә мәниви байлиққа игә болған түркийә җумһурийити дөлити әрдоғандин бурун 1 милйон долларға муһтаҗ һалға кәлтүрүлгәниди. дөләт һакимийитиниң инавити қалмиған, қанунсиз көчләр вә уларниң дөләт орунлиридики шериклири дөләтни сәккиз айағтәк чирмивалғаниди. бәлгилимиләр қанунниң әмәс, әксичә ашундақ күчләрниң мәнпәәтлиригә вкиллик қилидиған вәзийәт шәкилләнгәниди.

әрдоғанму 15 йил бурун худди трампқа охшаш хәлқигә дөлитини тәрәққий қилдуруш вә бай бир мәмликәткә айландуруш тоғрулуқ вәдә бәргән, бу вәдилиригә уйғун сийасәтләрни йолға қойидиғанлиқини оттуриға қойғаниди. дәрвәқә, һакимийәт бешиға чиқар - чиқмас тунҗи қилған иши қанунсиз иқтисадий қилмишларға қарши күрәш болди.  әрдоған буни ишқа ашурушниң йолиниң қанун – бәлгилимиләрни җари қилдуруш икәнликини наһайти йахши биләтти. шуңа қанун – бәлгилимиәрниң пүткүл хәлққә охшаш сәвийәдә иҗра қилинишини ишқа ашурди.

дөләт иқтисадиниң әң чоң қара дағлиридин бири болған сәһийә саһәсидә ислаһат елип берип, барлиқ пуқраларниң һәқсиз давалиниш хизмитини ишқа кириштүрди.

хәлқара пул фонди тәшкилати беридиған 5 милйон доллар үчүн күнләрчә ишикләрниң алдида сақлайдиған түркийә бирдинла қәддини руслиди.

мана мушундақ һалқилиқ бир пәйттә, түркийәдики мәвҗут түзүмдин пайдилинип җан бақидиған карханичилар, ахбарат васитилири вә бийурократийә әрдоғанға қарши омомийүзлүк һуҗумға өтти. баш министирлиқ вәзиписи өтигән мәзгилдә узун муддәт армийә вә әнқәрә бийурократийәси қанунлуқ һөкүмәтниң әмр – пәрманлириға бойсунмаслиқта чиң турди. һәтта армийә әрдоғанға қарши меморандум елан қилди, әмма күтүлмигән җавабқа еришти. әрдоған меморандумға қаттиқ наразилиқ билдүрүп, һәрбий исйан көтүрмәкчи болғанларниң ағзини тувақлап қойди.

әрдоған меморандумни қаттиқ услубта рәт қилип, уни елан қилған әскәрләрни ғиң қилалмас қилип қойди. түрк тарихида армийәни буйруқиға бойсундурған 2 – мәһмудтин тәхминән 200 йил кейин тунҗи қетим бир пуқрави рәһбәр армийәни контрол астиға алди. әрдоғанниң армийәни контрол астиға елиши түрк тарихидики наһайти муһим бир вәқәдур.

 җәмийәтниң үстидә худди бәдәнни қаплап кәткән өсмигә охшаш туруватқан түзүмни өзгәртмәкчи болған биразилийәниң сабиқ пирезиденти дилма россефкиму путин, әрдоған вә трампқа охшаш боһтанлар чапланди.

кона марксизмчи милитан болған россефму хәлқиниң параванлиқи үчүн һакимийәт бешиға чиққаниди. йәр асти вә йәр үсти байлиқ мәнбәлири мол болған дөлитиниң намратлиқ ичидә өтүшигә исйан көтүргән бири сүпитидә хәлқиниң қизғин қоллиши астида пирезидентлиқ вәзиписигә олтурғаниди. уму қанунниң үстүнлүки вә дөләт киримлириниң барлиқ пуқралар арисида баравәр тәқсим қилиниши керәкликини оттуриға қойуп, бу саһәдә түрлүк лайиһәләрни ишқа ашурушқа башлиди. әмма күтүлмигәндә россефму бурунқи бузуқ түзүмниң олигархлириниң һуҗумиға учриди. һәйран қаларлиқи шуки, биразилийәдиму хәлқ тәрипидин сайланған бу рәһбәрләргә қаритилған һуҗумлар һәмишә һакимийәтниң тизгинини чаңгилиға киргүзүвалған ахбарат васитилири арқилиқ ишқа ашурулди.

биразилийә хәлқи түркләр вә русларға охшаш өзлириниң рәһбәрлирини қоғдийалмиди. шуниң билән, дөләт қайтидин кона түзүмгә қайтти, нәтиҗидә байлар техиму бай болидиған, кәмбәғәлләр техиму намратлишип кетидиған вәзийәт шәкилләнди. шундақ қилип, биразилийәдики инқилаб йерим қалди.

 трампму бәхтсиз вә намрат америкилиқларниң һәқ – һоқуқлирини қоғдайдиғанлиқини илгири сүрмәктә, дөлитини қудрәт тапқузидиғанлиқини вә қанчә он милйон бәхтсиз кишиләрни бәхткә еришитүридиғанлиқини оттуриға қоймақта, кона олигарх түзүмни бикар қилидиғанлиқини, америка хәлқи үчүн адил вә дөләтни гүлләндүрүштә муһим рол ойнайдиған бир түзүм орнитидиғанлиқи тоғрулуқ вәдә бәрмәктә. америка хәлқиниң түркләргә охшаш өзлири сайлиған рәһбиригә саһиб чиқип чиқалмайдиғанлиқини вақит көрситиду.

әҗәба 4 дөләттики4 охшимиған сийасий аңға игә 4 рәһбәргә қилинған һуҗумлармниң һәммиси кона түзүм арқилиқ җан бақидиған мәркәзләрдин болуши тасадипийлиқму?



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر