даешниң сепигә йавропадин 3 миң киши қетилди

террорлуқ тәшкилати даешниң сепигә йавропадин 3 миң киши қетилди.

655163
даешниң сепигә йавропадин 3 миң киши қетилди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийәдә чиқидиған «‹ Le Figaro› гезити» ниң хәвәр қилишичә, фирансийә терроризмға қарши күрәш һәмкарлиқ оргининиң мәсули лоик гарнер йавропа әллиридин 3 миң кишниңи даешниң сепигә қетилғанлиқини ейтқан, буниң ичидә 700 кишиниң фирансийәдин болуп, фирансийәдин даешниң сепигә қетилғанлардин 232 кишиниң сүрийә вә ирақта өлгәнликини, сүрийә вә ирақтин тәхминән 200 кишиниң фирансийәгә қайтқанлиқини илгири сүргән.

2015 – йили 7 – йанвар күни фирансийәдики «‹мизаһ› журнили»  Charlie Hebdo ниң  пайтәхт париждики ишханисиға қилинған һуҗум 12 кишиниң җениға замин болғаниди.

2015 – йили 13 – нойабир күни парижниң шәрқидики бир рестораниға вә бир консерт залиға қилинған айрим – айрим икки һуҗум 130 кишиниң җениға замин болған, 350 кишиниң йарилинишини кәлтүрүп чиқарғаниди.

бултур 14 – ийул күни миллий байрамни тәбрикләш паалийәтлири җәрйанида нис шәһиридиму һуҗум йүз берип, 84 киши һайатидин айрилғанииди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر