исраилийә армийәси «әқиллиқ саәт» технологийәсини йолға қойушқа тәййарланмақта

исраилийә армийәси, һәрикәт җәрйанида йариланған әскәрлири үчүн «әқиллиқ саәт» технологийәсини ишлитидиғанлиқини уқтурди.

644815
исраилийә армийәси «әқиллиқ саәт» технологийәсини йолға қойушқа тәййарланмақта

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә армийәси байанатчиси овиҗаа одраеи, исраилийә мудапиә министирлиқиниң тоқунуш мәйданида йариланған әскәрлириниң қутқузулушиға йардәм қилидиған, йарилиниш әһвали һәққидә омумий учур йоллайдиған «әқиллиқ саәт» технологийәсини ишқа кириштүрүшкә тәййарлиниватқанлиқини билдүрди.

мәзкур саәт «мунасивәтлик кишиниң қизитмиси, йүрәк ритими вә қандики оксиген дәриҗисини өлчәп алақидар сәһийә хадимлириға йәткүзүш» ролини ойнайдикән.

исраилийә армийәси бу технологийә сайисида нәқ мәйдандики әскәрлиригә техиму тез вә мувапиқ давалаш имканийити сунушни пиланлимақта.

исраилийә мәтбуатидики хәвәрләргә қариғанда, исраилийә армийәсиниң әқиллиқ саәт технологийәсини алдимиздики үч йил ичидә ишқа кириштүрүши мөлчәрләнмәктә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر