хитайдики һава булғиниши қатнашни паләч һалға чүшүрүп қойидиған нуқтиға келип қалди

пайтәхт бейҗиңниң шималидики харбин билән шәрқидики шаңхәй шәһирини туташтуридиған тез сүрәтлик йоллар қатнаштин тохтитилиди.

643818
хитайдики һава булғиниши қатнашни паләч һалға чүшүрүп қойидиған нуқтиға келип қалди

түркийә авази радийоси хәвири: хитайдики һава булғиниши қатнашқа еғир тәсир көрсәтмәктә.

хитайниң оттура, шимал вә шәрқий районлирида өткән һәптидин буйан әвҗигә чиққан һава булғиниши сәвәбидин аммивий қатнашлар еғир тәсиргә учримақта.

пайтәхт бейҗиңниң шималидики харбин билән шәрқидики шаңхәй шәһирини туташтуридиған тез сүрәтлик йоллар қатнаштин тохтитилиди.

һавадики зийанлиқ мадда нисбити адәттики «PM2.5 » өлчимидин 500 һәссә ешип кетип, районда қатнашни паләч һалға чүшүрүп қойидиған басқучқа келип қалди.

хитайниң оттура қисмида хенән өлкисиниң мәркизий шәһири җиңҗу айродурумида болса, көрүш мусаписи 50 метирға чүшүп қалди.

җиңҗуда йеқинқи 2 күндин буйан 180 қитим айропилан сәпири әмәлдин қалдурулди.

хитай дөләтлик метеорологийә мәркизий пайтәхт бейҗиң вә тйәнҗин шәһәрлиридин башқа йәнә, хебий, хенән, шәндуң, әнхуй вә җйаңсу өлкилиридиму һава булғиниши сәвәбидин түнүгүн ـ3-йанвар) тунҗи қетим қизил сигнал елан қилинған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر