америка даеш һуҗумлири тоғрулуқ агаһландурди

америка қошма иштатлири даешниң түрлүк һуҗумларни елип бериш еһтималлиқиға қарши мунасивәтлик органларни агаһландурди.

637018
америка даеш һуҗумлири тоғрулуқ агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ички бихәтәрлик министирлиқи билән федерал тәкшүрүш бийуроси (FBI) террорлуқ тәшкилати даеш милитанлириниң рождества байрими вә йеңи йил тәтиллири мәзгилидә һуҗум елип бериш еһтималлиқиниң барлиқи түпәйли дөләт бихәтәрлик органлирини агаһландурди.

америка таратқулириниң билдүрүшичә, ички бихәтәрлик министирлиқи билән федерал тәкшүрүш бийуроси мәсуллири даеш тәрәпдарлириниң йеқинлишиватқан рождества байрими мәзгилидә черкавлар, йеңи йилни тәбрикләш паалийәтлири өткүзүлидиған җайларға һуҗум қилиш еһтималлиқиниң барлиқи тоғрулуқ алақидар тармақларни агаһландурған, һәмдә һазирчә һечқандақ тәһдитниң йоқлуқини, әмма бу агаһландурушниң күтүлмигән әһвалниң йүз беришиниң алдини елиш мәқситидә берилгәнликини уқтурған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر