даеш берлиндики һуҗумға җавабкар болидиғанлиқини елан қилди

19-декабир ахшими берлиндики рождества базирида йүз бәргән аптомобил һуҗумиға, террорлуқ тәшкилати даешниң мәсул болидиғанлиқини җакарлиғанлиқи билдүрүлди.

634926
даеш берлиндики һуҗумға җавабкар болидиғанлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: террорлуқ тәшкилати даеш берлиндә рождества базирида 12 адәмниң һайатидин айрилишиға сәвәб болған һуҗумға мәсул болидиғанлиқини җакарлиди.

һуҗумни тәкшүрүш даирисидә қолға елинған әсли пакистанлиқ болған бир киши дәлил йетәрсиз дәп қарилип қойуветилди. һуҗумда қоллинилған йүк аптомобилида өлүк һалда байқалған вә аптомобилни һәйдигән киши дәп қариливатқан бир кишиниң полша пуқраси икәнлики уқтурулди.

германийәдә һуҗумға мунасивәтлик тәкшүрүшләр давамлишиватқан болуп, мәсул даириләр йеңи һуҗум қилиш вәқәсиниң йүз бериш еһтималиға қарши хәлқни агаһландурди.

бу җәрйанда, көлиндики мәркизий пойиз истансиси йетип кәлгән бомба учури сәвәбидин бошитилди. бу сәвәбтин, пойиз истансисиниң хизмәтчилири вә пойиз сақлаватқан йолучилар тарқақлаштурулди. тәкшүрүш даирисидә, елинған учурниң асассиз икәнлики оттуриға чиқти. бомба һәққидики гәп-сөзләр пойиз қатнишидин башқа, көлин шәһириниң трамвай қатнишиниму ақситип қойди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر