түркийәниң тәнқид қилиши тоғра

германийә иқтисадий һәмкарлиқ вә тәрәққийат министири герд мүллер йавропа иттипақиниң түркийәдики көчмәнләр үчүн аҗратқан йардәмни үзүп қойғанлиқини тәнқид қилди.

627141
түркийәниң тәнқид қилиши тоғра

түркийә авази радийоси хәвири: германийә иқтисадий һәмкарлиқ вә тәрәққийат министири мүллер «авгусбургер алгемайни гезити» ниң зийаритини қобул қилғанда йавропа иттипақини тәнқид қилди. у көчмәнләр үчүн вәдә берилгән маддий йардәмләрниң бүгүнгичә наһайити аз бир қисминиң әвәтилгәнликигә ишарә қилип, түркийәниң бу тоғридики тәнқидлириниң тоғра икәнликини әскәртти. у йавропа иттипақини тәнқид қилип: «йардәмләрни кишиләргә йәткүзүш ишлириниң бир йилға созулуп кәткәнликини тоғра дегили болмайду» деди.

 у вәдә берилгән 3 милйард йавродин пәқәт 800 милйон йаврониң әвәтилгәнликини билдүрүп: «бу нуқтида, бизниң йавропа иттипақимизда бир мәсилә бар. мән бу сәвәбтин, йавропа иттипақи йардәмлириниң түркийә-германийә һәмкарлиқи даирисидә германийә тәрипидин иҗра қилинишини бирйусселға тәклип қилдим» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر