америкида трампниң пирезидентлиққа сайлинишидин кейин өчмәнлик җинайәтлири улғийип кәтти

8 – нойабирдики америка пирезидентлиқ сайлимида доналд трампниң ғәлибә қилишидин кейин америкида нәпрәт маһийәтлик сөз вә җинайәтләр салмиқиниң ешип кәткәнлики билдүрүлди.

614111
америкида трампниң пирезидентлиққа сайлинишидин кейин өчмәнлик җинайәтлири улғийип кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий йоқсуллуқ һоқуқ мәркизи, трампниң пирезидентлиққа сайлинишидин кейинки бир һәптидә йүз бәргән нәпрәт характерлик җинайәтләр үстидә тәкшүрүш елип берип,  9 – нойабирдин 16 – нойабирғичә болған бир һәптә ичидә дөләт миқйасида 700 дин артуқ исламофобик вә ирқчи маһийәтлик дәхли қилиш вәйаки һәйвә қилиш вәқәсиниң йүз бәргәнликини, буларниң арисида мусулманлар, қара тәнликләр, йәһудийлар вә башқа бир қисим етник шундақла диний қатламларға қаритилған еғзаки дәхли қилиш йаки һәйвә қилиш вәқәлириниң еғир салмақни игиләйдиғанлиқини оттуриға чиқарди.

тәййарлиқ сайлими җәрйанидики исламофобик вә «чәт әллик дүшмәнлики» түридики сөзлири билән наразилиқ пәйда қилған доналд трамп, пирезидентлиққа сайланғандин кейинки тунҗи нәқ мәйдан сөзидә, мәзкур һуҗумларниң тохтиши тоғрисида чақириқ қилғаниди.

америкидики мусулманларниң һәқ – һоқуқини һимайә қилидиған алдинқи қатардики орган – америка – ислам мунасивити кеңиши байанат берип, сайламдин кейин җәрйанда дөләт миқйасида мусулманларға қарши еғзаки дәхли вә һәйвә қилиш дегәндәк нәпрәт характерлик һуҗумларниң көпийип кәткәнлиини оттуриға қойди.

техи йеқиндила елан қилинған америка федератсийә тәкшүрүш идарисиниң 2015 – йиллиқ доклатида, дөләттә мусулманларға өчмәнлик характерлик вәқәләрниң бир алдинқи йилға селиштурғанда, %67 ешип кәткәнлики билдүрүлгәниди.

америка медийасида, америка федератсийә тәкшүрүш идариси елан қилған доклатниң фирансийәниң пайтәхти париж вә сан бернардинода мәйданға кәлгән террорлуқ һуҗумлиридин илгирики чағларға аит икәнлики әскәртилгән һалда, йеқинқи мәзгилләрдә болупму сайлам сәпәрвәрлик паалийити җәрйанида бу әһвалниң техиму еғирлишип кәткәнлики қәйт қилинғаниди. арактерлик

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر