һилари клинтон көңлиниң йерим икәнликини ашкарилиди

америка пирезидентлиқ сайлимида доналд трампқа уттуруп қойған демократларниң намзати һилари клинтон көңлиниң йерим икәнликини ашкарилиди.

612409
һилари клинтон көңлиниң йерим икәнликини ашкарилиди

түркийә авази радийоси хәвири: америкида 8-нойабир өткүзүлгән пирезидентлиқ сайлимида җумһурийәтчиләрниң намзати доналд трампқа уттуруп қойған демократларниң намзати һилари клинтон сайлам мәғлубийитидин кейин, өткүзүлгән бир паалийәттә тунҗи қетим хәлққә қаритип тәсирлик нутуқ сөзлиди.

һилари клинтон вашингтонда «балиларни қоғдаш фонди» паалийитидә нутуқ сөзлиди. униң көңлиниң йерим икәнлики көзлиридин билинип туратти. у: «шуни етирап қилимәнки, бу кечә бу йәргә келишим асанға тохтимиди» деди. у сайламдин кейинки бир һәптидә өйидин сиртқа чиқмиғанлиқи үстидә тохтилип: «бу бир һәптә ичидә бир қанчә қетим йахши китабтин бирни вә итимни елип, башқа йәргә китип, өйдин сиртқа чиқмаслиқни ойлиған вақитлирим болди» деди.

һилари клинтон балиларға мунасивәтлик бу паалийәттә сийасий мәсилиләр тоғрисида көп тохталмиди, сайламда ғәлибә қилған доналд трамп тоғрисидиму һечқандақ еғиз ачмиди. әмма, вастилик һалда трамп кабентиға сигнал йоллиди. у: «балилиримиз, аилилиримиз вә дөлитимиз үчүн қилидиған нурғун ишлиримиз бар» деди.

у дөләтниң сайлам һавасида бирлик, иттипақлиқ мәнзирәсидин йирақлашқан болуши мумкинликини әскәртип, мундақ деди:

«һазир ундақ болмиғандәк көрүнсиму, әмма униң үстигә бир нәрсиләрни қойалайдиған ортақ асасимиз бар.»

америка таратқулирида елан қилинған хәвәрләрдә, һилари клинтонниң дүшәнбә (14-нойабир) күни демократларниң бир вәкилигә: «һечкимниң көңли мениңкидәк йерим әмәс, бу бир кечидила оңшалмайду» дегәнлики илгири сүрүлгән иди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر