трамп сайлам ғәлибиси мунасивити билән нутуқ сөзлиди

америка қошма иштатлириниң 45 – нөвәтлик пирезиденти доналд трамп, америка билән йахши өтүшни халайдиған барлиқ дөләтләр билән йахши өтидиғанлиқини ейтти.

606940
трамп сайлам ғәлибиси мунасивити билән нутуқ сөзлиди

түркийә авази радийоси хәвири: доналд трамп сайлам нәтиҗиси җәзмләшкәндин кейин хәлққә хитаб қилип, америкиниң мәнпәәтлириниң алдинқи пиландин орун алидиғанлиқини, лекин, дүшмәнлик әмәс достлуқ, тоқунуш әмәс шерикчиликниң йоллирини издәйдиғанлиқини билдүрди.

«пүтүн америкиниң пирезиденти болимән» дегән трамп, һәр бир америкилиқниң һәқиқий имканийитигә еришишини капаләткә игә қилидиғанлиқини, дөлитини қайтидин бәрпа қилидиғанлиқини, «америка қошма иштатлириниң буниңдин кейин әң йахшидин төвән һечбир нәрсини қобул қилмайдиғанлиқи» қәйт қилди.

демократчиларниң пирезидент намзати һилари килинтонниң өзигә телефон қилип тәбриклигәнликини әскәрткән доналд трамп, сөзлирини пүткүл аилә – тавабиатлириға, хизмәтдашлириға вә сайлиғучиларға рәһмәт ейтқан һалда ахирлаштурди.

бу җәрйанда һилари килинтонниң бүгүн байанат бәрмәйдиғанлиқи елан қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر