русийә: химийәлик қоралларни йоқитип ташлаймиз

русийәниң химийәлик қораллирини 2017 – йилиниң ахириғичә йоқитип болидиғанлиқи билдүрүлди.

598332
русийә: химийәлик қоралларни йоқитип ташлаймиз

түркийә авази радийоси хәвири: химийәлик қоралларниң бихәтәрлики вә уни йоқитип ташлаш федератип идарисиниң башлиқи валәри капашин, москваниң қолида қалған химийәлик қоралларни 2017 – йилиниң ахириғичә йоқитип болидиғанлиқини җакарлиди.

русийә, 1997 – йили б д т  химийәлик қораллар әһдинамисигә тәрәп болған болуп, совет дәвридин қалған химийәлик қораллирини йоқитишқа башлиғаниди.

1990 – йилларда қолида 39 миң 967 тонна химийәлик қорал болған русийә өткән йили байанат берип, мәзкур қоралларниң %90 иниң йуқитип ташланғанлиқини, қалған қисминиң 2018 – йилиниң ахириғичә йоқитип ташлинидиғанлиқини елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر