пүтүн дунйада 30 – синтәбир күни һәләб үчүн җүмә хутбиси оқулидиған болди

дунйа мусулман өлималар бирлики баш катипи әли қарадағи диний затларниң сүрийә вә башқа дөләтләрдики зулумларниң ахирлишиши елип бериливатқан һәр түрлүк күрәшләрдә хәлққә башламчи болуши керәкликини ейтти.

577755
пүтүн дунйада 30 – синтәбир күни һәләб үчүн җүмә хутбиси оқулидиған болди

 

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа мусулман өлималар бирлики баш катипи әли қарадағи 30 – синтәбир күниниң пүтүн дунйада «һәләб үчүн ғәзәблиниш» дегән шоарға асасән «ғәзәблиниш күни» дәп елан қилиниши керәкликини тәләп қилди.

әли қарадағи елан қилған йазма байанатида әсәд вә русийә қисимлириниң һуҗумиға қарши һәләб хәлқигә йадәм қилиш мәқситидә «ғәзәблиниш күни» елан қилиниши үчүн чақириқта болди вә 30 – синтәбир күнидә барлиқ имам вә хәтибләрниң җүмә хутбилириниң темисини һәләбкә айриши керәкликини билдүрди.

әли қарадағи диний затларниң сүрийә вә башқа дөләтләрдики зулумларниң ахирлишиши үчүн ғәзәплиниватқан хәлқ аммисниң әң алдида орун елиши керәкликини илгири сүрүп, хәлқара җамаәтчиликни қош өлчәмлик позитсийәләрни вә әсәдни арқидин қоллап – қуввәтләшни ташлашқа шундақла сүрийә хәлқигә йардәм беришкә чақирди.

америка вә русийәниң рәһбәрликидә башланған уруш тохтитишниң 19 – синтәбирдә ахирлашқанлиқи елан қилинғандин буйан һәләбтә әсәд вә русийә қисимлири елип барған шиддәтлик бомбардиманларда, 444 киши һайатидин айрилип, 585 киши йаридар болған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر