нийу йорктики партлашниң гумандари әһмәтхан ким?

әсли афғанистанлиқ америка пуқраси әһмәтхан раһами нийу йорк шәһиридә йүз бәргән партлаш кәлтүрүп чиқарғанлиқи гумани билән тутулди.

573764
нийу йорктики партлашниң гумандари әһмәтхан ким?

түркийә авази радийоси хәвири: мәлуматларда қәйт қилинишичә, 29адәмни йаридар қилған 28 йашлиқ әхмәтхан раһами нийу йоркқа қошна нийу җерсийда аилиси билән йашайдиған болуп, бир қизартилған тоху ресторанида ишләйдикән. өйи өзи ишләйдиған ресторанниң үстидә икән.

у достанә бири болуп, ресторанниң даимлиқ херидаридин бири болған ритан миккан әһмәтханниң «достанә бири» икәнликини ейтқан.

у мундақ дегән:

«һәптидә бир қетим ресторанға бараттим. һазирғичә раһамида алаһидә бир нәрсә байқимидим, америкиға көнүп қалған бир аилигә охшайтти. машинини йахши көрәтти, < Honda Civic> бәкму йахши көрәтти, тез һәйдәшни йахши көрәтти. һәрдаим машина тоғрилиқ гәп қилатти.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر