теһран, һәмәдан һәрбий базиси тоғрисида биригә зит байанатларни елан қилмақта

иран парламенти башлиқи әли лариҗани, русийәниң дөләтниң ғәрбидики һәмәдан шеһит нуҗә һава армийә базисидин пайдилинишни давамлаштуруватқанлиқини ейтти.

557541
теһран, һәмәдан һәрбий базиси тоғрисида биригә зит байанатларни елан қилмақта

түркийә авази радийоси хәвири: иран рәсмий хәвәр агентлиқи ـ ирнаниң хәвәр қилишичә, иран парламенти башлиқи әли лариҗани парламентта сөз қилип, дөләт тәвәликидики бир базидин русийәниң пайдилинишиға рухсәт берилишигә қарши чиққан 20 парламент әзасиниң соаллириға җаваб бәрди.

лариҗани, дөләттики һечбир базиниң башқа бир дөләткә берилмигәнликини әскәрткән һалда, теһран билән москва арисида терроризмға қарши күрәш бойичә йеқин һәмкарлиқ орнитилғанлиқини, буниң райондики мусулманлар үчүн пайдилиқ икәнликини илгири сүрди.

русийәниң бомбардиманчи айропиланлириниң нөвәттә ирандики бир базидин пайдилиниватқанлиқини қәйт қилған лариҗани, «рус айропиланлири һәмәдандики базини йеқилғу толуқлаш мәқситидә ишлитивататти, бу иш тохтитилмиди» деди.

иран ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси бәһрам қасими түнүгүн өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, һәмәдандики һава армийә базисини ишлитиватқан русийә айропиланлириниң һәрбий һәрикәтлириниң «һазирчә» тохтитилғанлиқини уқтурғаниди. арқидин русийә мудапиә министирлиқи байанатчиси игор конашенковму иранниң һәмәдан базисидин пайдиланған айропиланларниң вәзипини ахирлаштуруп, русийәгә қайтип кәлгәнликини елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر