куеттадики қанлиқ партлашниң җавабкарлиқини даеш үстигә алди

пакистанниң куетта (кувәйта) шәһиридики бир дохтурханиға қилинған адәм бомба һуҗумида өлгәнләрниң сани 70 тин ешип кәтти.

548078
куеттадики қанлиқ партлашниң җавабкарлиқини даеш үстигә алди

түркийә авази радийоси хәвири: 70 тин артуқ адәм өлгән, 112 адәм йариланған куеттадики партлаш, қораллиқ һуҗумға учриған бир адвокат дохтурханида балнистқа елинип узун өтмәйла мәйданға кәлгәниди.

партлашта өлгән вә йариланғанларниң көп санлиқи қораллиқ һуҗумда йариланған адвокатни йоқлап кәлгән адвокатлар вә журналистлардин тәшкил тапиду.

сақчилар, партлашниң адәм бомба һуҗуми икәнликини елан қилди. һуҗумниң җавабкарлиқини даеш террорлуқ тәшкилати үстигә алди.

пакистан баш министири наваз шәриф йазма байанат елан қилип, һуҗумни әйиблиди؛ у, бигунаһ инсанларниң һайатидин айрилғанлиқидин чоңқур қайғурғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر