«фәтһуллаһчилар америкилиқ сийасийонлар, журналистлар вә академикларни қолға кәлтүрүвалған»

уда 5 йилға йеқин америкидики фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң мәктәплирини тәтқиқ қилған режиссор марк һол бу тәшкилат мәнсуплириниң түркийәдики һәрбий исйанидин һеч һәйран қалмиғанлиқини ейтти.

539232
«фәтһуллаһчилар америкилиқ сийасийонлар, журналистлар вә академикларни қолға кәлтүрүвалған»

түркийә авази радийоси хәвири: америкидки фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати мәктәплири һәққидә ишләнгән вә маарип дунйасини зилзилигә салған « Killing Ed » намлиқ һөҗҗәтлик филимниң режиссори һол анадолу агентлиқиниң зийаритини қобул қилғанда бәргән байанатида, мундақ деди: «фәтһуллаһ гүлән вә тәрәпдарлириниң түркийәдики зораванлиқни өз ичигә алған һәрбий исйан урунуши адәмни толиму әндишиләндүридиған бир әһвал. мәзкур һөҗҗәтлик филимни ишләш үчүн уда 5 йилға йеқин гүлән һәрикитини тәтқиқ қилғандин кейин, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати унсурлириниң түркийә һөкүмитини ағдуруп ташлаш үчүн һәрбий исйан көтүрүшкә урунушиға һеч һәйра қалмиидим. бу һәрикәт америкиға зийанлиқ вә чирик паалийәтләрни елип барған. фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати америкида нурғунлиған сийасийонларни, журналистларни вә академикларни тәсир даирисигә киргүзүвалған. америкида 150 мәктәпни башқурсун дәп фәтһуллаһ гүләнниң әгүшкүчилиригә һәр йили 500 милйон доллар берилиши диққитимни қозғиғаниди. америка даирилиридин сораймән: биз төлигән баҗлар фәтһуллаһ гүлән тәрипидин түркийәдики зораванлиқни өз ичигә алған һәрбий исйан урунушиға сәрп қилиндиму? мән америка даирилириниң фәтһуллаһ гүләнни түркийәгә тапшуруп беридиғанлиқиға үмидварлиқ билән қараймән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر