америкиниң «NBC News» қанили түркийәдин кәчүрүм сориши керәк

«NBC News» қанили җумһур рәис әрдоғанниң германийәдин панаһлиқ тилгәнлики вә айропиланиниң германийәгә қарап йол алғанлиқи һәққидики тутруқсиз хәвәрни америка һәрбий мәнбәрлиридин игилигәнликини илгири сүргән иди.

537719
америкиниң «NBC News» қанили түркийәдин кәчүрүм сориши керәк

 

түркийә авази радийоси хәвири:  түркийә америка телевизийә қанили «NBC News»ниң кәчүрүм сориши керәкликини тәләп қилди.

түркийәниң вашингтондики әлчиханиси тәрипидин америкиниң «NBC News» қанилиға йолланған мәктупта, фәтһуллаһ террорлуқ тәшкилати параллел дөләт қурулмиси (FETÖ/PDY)ниң һәрбий сийасий өзгириш қозғашқа урунуш исйани йүз бәргән  15 – ийул кечиси «җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған германийәгә қачти» дәп хәвәр тарқатқанлиқи түпәйли рәсмий түрдә кәчүрүм сориши керәкликини тәләп қилинди.

«һәрбий - сийасий өзгириш қозғашқа урунуш исйани йүз бәргән кечиси америкиниң «NBC News» қанилиниң вәқәгә алақидар тарқатқан хәвири қәтий қобул қилишқа болмайдиған бир ахбаратчилиқ болди» дейилгән мәктупта, ««NBC News» қанилиниң түркийәдики һәрбий исйан җәрйанидики бу қилмиши қәтий қобул қилишқа болмайдиған ахбаратчилиқ болуп, буниң дәрһал түзитилишини тәләп қилимиз. һөрмәтлик кайлә гириффинниң 15 – ийул һәрбий исйан қозғашқа уруш һәрикити җәрйанида, түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң германийәдин панаһлиқ телигәнлики һәққидики хәвири пүтүнләй йалған болуп, қәтий қобул қиларлиқи вә ишәнчлик дәлили йоқ иди» дейилди.

америка һәрбий даирилири мәнбә көрситилгән мәзкур хәвәрниң башқа медийа органлири тәрпидинму ишлитилип, кәң тарқалғанлиқи алаһидә тәкитләнгән мәктупта йәнә, «түркийәгә нисбәтән интайин назук бир пәйттә бундақ йалған хәвәрләрни тарқитиш, толиму мәсулийәтсизлик болди. болупму, оттурида әслидинла мәвҗут болған йалған мәлуматларниң нисбитини техиму ашурди. җумһур рәисниң саламәтликигә алақидар бунчә муһим вә сәзгүр мәлуматниң кәспий әхлақтин узақ бир шәкилдә, тоғрилиқи вә мәнбәсиниң ишәнчилик болуши тәкшүрүлмәстин тарқитилиши, адәмни чөчитидиған хаталиқ иди» дейилди.

«NBC News» қанили гәрчә бу йалған хәвәрни кейин өчүрүвәткән болсиму, әмма хаталиқини түзәтмигәнлики йаки кәчүрүм соримғанлиқи тәкитләнгән мәктупта, ««NBC News» қанили вә һөрмәтлик гириффин әпәндиниң бу қәтий қобул қилишқа болмайдиған позитсийәси сәвәбидин рәсмий шәкилдә кәчүрүм соришини тәләп қилимиз» дегән ибариләришлитилди. 

«NBC News» қанили фәтһуллаһ террорлуқ тәшкилати параллел дөләт қурулмиси (FETÖ/PDY)ниң һәрбий  - сийасий өзгириш қозғашқа урунуш исйани йүз бериватқан пәйттә, җумһур рәис әрдоғанниң германийәдин панаһлиқ тилгәнлики вә айропиланиниң германийәгә қарап йол алғанлиқи һәққидики тутруқсиз хәвәрни америка һәрбий мәнбәрлиридин игилигәнликини илгири сүргән иди.

бу йалған хәвәрни твиттер һесабидин һәмбәһирләшкән «NBC News» қанили вә кәйлә гириффинниң йәнә, «һәрбий өзгириш қозғиғанларһөкүмәтни пүтүнләй ағдуруп ташлиди» дегәнни илгири сүргән иди.

йалған хәвәрләргә қарши күрәш қилидиған «Newsbud» намлиқ органму «NBC News» қанилиниң 25 – ийулғичә кәчүрүм сориши вә мәнбә көрситлигән мәзкур һәрбий даириләрниму ашкарилиши  керәкликини елан қилған иди.

«Newsbud» америкида турушлуқ түркийә хәлқиниңму қоллап – қуввәтлиши билән 28 – ийул күни «NBC News» қанили бинаси алдида намайиш өткүзүшни пиланлимақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر