чәт әлгә қачқан вәтән хаинлири 2 айлиқтин қамақ җазасиға һөкүм қилинди

фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң 15 – ийул һәрбий исйан урунуши мәғлуб болғандин кейин тик учар айропилан билән гиретсийәгә қачқән 8 вәтән хаини 2 айлиқтин қамақ җазасиға һөкүм қилинди.

534488
чәт әлгә қачқан вәтән хаинлири 2 айлиқтин қамақ җазасиға һөкүм қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: қанунсиз йоллар билән гиретсийә дөләт тәвәликигә өтүш вә дөләтниң һава тәвәликидә рухсәтсиз айропилан ишлитиш җинайәтлири билән әйиблинип сотланған һәрбий хаинлар бүгүн дәдәағач сот мәһкимисидә сотқа тартилди.

дәдәағач җинайи ишлар сот мәһкимиси һәрбий - сийасий өзгириш қозғашқа урунған 8 әскәрни «дөләт тәвәликигә қанунсиз кириш» билән әйибләп, 2  айлиқтин қамақ җазасиға һөкүм қилди.

түркийәдики һәрбий исйан урунуши җәрйанида гиретсийә чеграсидин өткәндин кейин, җиддий қонуш сигнали бәргән тик учар айропиландики әскәрләр 16 – ийул  шәнбә күни гиретсийәгә қонғаниди.

сийасий панаһлиқ тилигән бу 8 әскәр қанунсиз йоллар билән дөләт тәвәликигә өткәнлики үчүн, гиретсийә сақчилири тәрипидин қолға елинғаниди.

дәдәағач сот мәһкимиси сәйшәнбә күни бу әскәрләрни сотлиған, адвукатлириниң тәлипигә асасән, сотни бүгүнгә кечиктүргәниди.

гиретсийә даирилири бихәтәрликини көздә тутуп, бу әскәрләрни ферерик түрмисидин кавалаға йөткигәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر